Америка хитайдин келидиған полат чақларға җаза беҗи қоюш чарисини мақуллиди
2012.03.19
Америкиға санаәт мәһсулатлири експорт қилидиған хитай ширкәтлириниң хитай һөкүмитиниң иқтисадий ярдимигә еришидиғанлиқи, буниң хитай мәһсулатлириниң хәлқара базардики баһасини адәттин ташқири төвән қилип, башқа база риқабитидә адаләтсиз муһит яратқанлиқи илгири сүрүлгән.
Мәлум болушичә, америкидики һяз ләммерз хәлқаралиқ чәклик ширкити хитайдин импорт қилинған полат чақларниң хитайниң дөләт ярдими түпәйли баһаси дәриҗидин ташқири әрзан икәнликини илгири сүрүп, америка сода даирилиригә әрз сунған вә тәкшүрүшни тәләп қилған.
Бүгүн америка сода министирлиқи баянат елан қилип, хитайдин келидиған полат чақларниң нормал базар нәрхидин 44.96 Пирсәнттин 193.45 Пирсәнткичә әрзан сетилидиғанлиқини билдүргән.
Министирлиқ йәнә, хитайдин америкиға полат чақ експорт қилидиған ширкәт ишләпчиқарған мәһсулат тәннәрхиниң 25 тин 38 пирсәнткичә қисмини хитай һөкүмити үстигә алидиғанлиқини оттуриға қойған.
Америка сода министирлиқи бүгүн алған қарарниң америка-хитай сода мунасивәтлиридә йәнә җиддийлик пәйда қилидиғанлиқи илгири сүрүлмәктә.