Хитай америкиниң һәрбий тәһдит тоғрисидики тәнқидини рәт қилди
Мухбиримиз әркин
2009.09.18
2009.09.18
Хитай тәрәп җүмә күни елан қилған бу һәқтики баянатида, америка ахбарат доклатидики хитайға даир агаһландурушни асассиз вә мәсулийәтсизлик дәп тәнқидлигән.
Бу һәптиниң башлирида америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчи ишханиси америкиниң 2009 - йилдики дөләтлик ахбарат истратегийисини елан қилип, хитайниң һәрбий тәрәққияти вә дуняниң һәр қайси җайлирида тәбий байлиқларни әсәбийлик билән қолға кәлтүрүшкә урунуватқанлиқи америкини әндишигә селиватқанлиқини илгири сүргән иди.
Америка дөләтлик ахбарат баш назарәтчиси денис блайер бу һәқтики бир нутуқида, америка уруш парахотлири вә тинч окяндики һәрбий базилири хитайниң заманивелишиш тәрәққиятиниң тәһдитигә учраватқанлиқини, хитайниң тор дунясида "наһайити әсәбий" лишиватқанлиқини агаһландурған иди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт мудапиә министирлиқи баянатчиси ху чаңмиң америкиниң көз қаришини"асассиз вә мәсулийәтсизлик" дәп әйибләп, " америка җуңгониң мудапиә сияситигә һөрмәт қилиши, бу җәһәттики хата пикирини өзгәртиши лазим" дегән.
Америка хитайни тәнқид қилған вақит хитайниң 1 - өктәбир дөләт байримида өзиниң һәрбий күчини намайән қилишқа һазирлиниватқан мәзгили иди.