Америка кеңәш палатасиниң бир қисим әзалири америка сода министирини хитайниң пул сияситигә қарши тәдбир елишқа чақирди
Мухбиримиз әркин
2010.02.26
2010.02.26
Кеңәш палата әзалириниң хетидә, "хитайниң пул-муамилә базириға арилишип вә хәлқ пулиниң курсини көрүнәрлик чүшүрүп, хитай експорт таварлириға қошумчә ярдәм бериватқанлиқида шүбһә йоқтур" дәп тәкитләнгән. Америка дөләт мәҗлис әзалири вә карханилириниң шикайәт қилишичә, хитай хәлқ пулиниң курсини 40% чүшүрүп, содида адаләтсиз риқабәт үстүнлүкигә еришиватиду.
Президент обама 2008 - йили сайлам җәрянида хитайни хәлқ пулиниң курсини чүшүрүп, содида адаләтсиз пайда тепиш билән әйиблигән. Лекин у сайламда ғәлибә қилип, һакимийәт сориғандин кейин хитайни пул курсини контрол қилидиған дөләтләр тизимликигә киргүзүшни икки қетим рәт қилди.
Бейҗиң һөкүмити болса, америка - хитай содисидики америкиниң пассип балансини хәлқ пулиниң қиммити кәлтүрүп чиқириватқанлиқини рәт қилип, әгәр америка тәдбир қолланса буниңға күчлүк инкас қайтурудиғанлиқини агаһландуруп кәлгән. Кеңәш палата әзалириниң лу җяхуйға язған хетидә йәнә, америка сода қануниға асасән, хитайниң хәлқ пули сияситини експорт таварлириға қошумчә ярдәм бәргәнлик дәп тонушни тәләп қилған.