Америка, хитай юқири дәриҗилик һәрбий әмәлдарлириниң сөһбити башланди
Б б с ниң хәвәр қилишичә, америка тинч окян қисимлириниң қомандани адмерал роберт виллард билән хитай армийиси баш штаб башлиқи адмерал ма шявтйән америка, хитай һәрбий истратегийилик сөһбитигә риясәтчилик қилған.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, адмерал роберт икки дөләт һәрбий мунасивәтлириниң башқа саһәләрдики мунасивәтләрдин көп арқида қалғанлиқини оттуриға қойған. Ма шявтйән болса, җуңгониң америка билән һәрбий ишлар бойичә елип баридиған мунасивәтлириниң, обама һөкүмитиниң тәйвәнгә қорал сетип бериш қарариниң тәсиригә учриғанлиқини тәкитлигән.
Бу қетимлиқ сөһбәттә икки тәрәп һәрбий мунасивәтлиригә аит мәсилиләрни музакирә қилиштин башқа йәнә, муһими барғансери җиддийлишиватқан корийә йерим арили вәзийити һәққидә сөһбәтлишидиғанлиқи билдүрүлмәктә.