Америка даирилири хитай вә японийини өзини тутувелишқа чақирди
2013.01.19
Бу сөзләрни америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханим америкида зиярәттә болуватқан японийә ташқи ишлар министири фумио кишида билән бирликтә ахбарат елан қилғанда оттуриға қойди.
Клинтон ханим ахбарат елан қилиш йиғинда йәнә хитайға васитилик һалда агаһландуруш бәрди.
Клинтон ханим мундақ деди: мән илгири ейтқандәк, америка аралниң игилик һоқуқ мәсилисидә тәрәп турмайду. Биз бу аралниң японийиниң игидарчилиқида икәнликини етирап қилимиз. Биз йәнә японийиниң мәзкур аралға қарита башқуруш һоқуқиға ора колайдиған һәр қандақ һәрикәткә қарши.
Сенкаку мәсилиси йеқинқи бир нәччә айдин буян техиму өткүрләшкән иди.
японийә ташқи ишлар министири бу йилқи японийә сайлимидин кейин америкида зиярәттә болған тунҗи юқири дәриҗилик японийә әмәлдари.
Клинтон ханим йиғинда йәнә японийә баш вәзирини келәр айда америкида зиярәттә болушқа очуқ тәклип қилди.