Америка уйғур җәмийити баянат елан қилип, америкиниң йәр шари террорлуққа қарши күришини қоллайдиғанлиқини билдүрди

Америка уйғур җәмийити җүмә күни "11‏ - сентәбир вәқәси"ниң 9 йиллиқи мунасивити билән баянат елан қилип, америкиниң йәр шари террорлуққа қарши туруш күришини қоллайдиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз әркин
2010.09.10

Баянатта америка йәнила дуня хәлқиниң әркинлик вә үмид мәшили икәнликини илгири сүргән. Баянатта дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң сөзини нәқил кәлтүрүп, " гәрчә бүгүн америка һаятидин айрилған нурғун пуқраларни вә бу вәқәниң пүткүл америкида пәйда қилған азабини унутмисиму, лекин америка 11‏ - сентәбир һуҗуминиң харабилиқидин қайта дәс турди" дәп тәкитлигән.

Баянатта йәнә мундақ дәйду": уйғур хәлқи америка һөкүмитиниң йәр шари террорлуққа қарши туруш күришини қоллайду вә биз демократийә вә кишилик һоқуқ пәқәт диалог вә тинчлиқ арқилиқла әмәлгә ашиду һәм орнитилиду дәп һесаблаймиз."

Баянатта, хитай даирилириниң "11 -  сентәбир вәқәси"дин кейин, террорлуққа қарши турушни баһанә қилип, өзиниң уйғурларға қаратқан бастуруш сияситини қанунлаштурмақчи болғанлиқини әйибләп, "хитай һакимийити уйғур хәлқиниң асаси кишилик һоқуқини қоғдаш вә униң етирап қилинишини қолға кәлтүрүш йолидики күришини мәқсәтлик зораванлиқ вә террорлуқ һәрикәт қилип көрситишни давамлаштуруватиду" дегән.

Хитай һөкүмити "11 - сентәбир вәқәси"дин кейин, террорлуққа қарши күрәштә америка билән бир сәптә туридиғанлиқини елан қилип, хитайни террорчилиқниң зиянкәшликигә учриған дөләтләрниң бири дәп җакарлиған һәм шәрқий түркистан ислам һәрикитини террорлуқ тәшкилат, дәп елан қилған иди.

Америка болса хитайниң тәлипини қобул қилип, ш т и һәрикитини б д т хәвпсизлик кеңиши вә америка дөләт ишлар министирлиқиниң террорлуқ тәшкилатлар тизимликигә киргүзгән иди.

Бәзи анализчилар америкиниң бу һәрикитини тәнқидләп, "бу хитайниң уйғурларға қаратқан бастурушни күчәйтишигә йешил чирақ йеқип бәргәнлик," дәп әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.