Америкида 11 - сентәбир вәқәси хатириләнди
Мухбиримиз әркин
2009.09.11
2009.09.11
Америка президенти барак обама ақсарайдики хатириләш паалийити билән америка дөләт мудапиә министирлики - бәш бурҗәклик бина алдидики хатириләш паалийитигә қатнашти.
У, бәш бурҗәклик бина алдидики хатириләш паалийитидә сөз қилип, вақитниң өтүши 11 - сентәбирдики йоқитишни һәргиз унтулдуралмайдиғанлиқини билдүрди. Обама "дөлитимизни қоғдаш мәсилисидә биз һәргиз тәврәнмәймиз", " әл - қаидәниң җавабкарлиқини сүрүштүрүш ирадимиз һәргиз бошашмайду" дәп көрсәтти.
Шу күни ню йорктики дуня сода мәркизиниң харабиси орнида өткүзүлгән паалийәткә муавин президент җоо байден қатнашқан болуп, паалийәт җәрянида вәқәдә өлгәнләрниң исми оқулди. Ню йорктики паалийәткә қатнашқан аилә тавабатларниң ичидә 2001 - йилдики вәқәдә өлгән өзбекистан тәвәликидики уйғур қизи гөһәр сейитниң ата - аниси бар иди.
Гөһәр сейит өзбекистан тәвәлигидики америкида оқуватқан оқуғучи болуп, у вәқә йүз бәргәндә дуня сода мәркизиниң 90 - қәвитидики бир рестуранда ишләватқан.
Пенсилванийә штатиниң петисбург наһийисидики хатириләш паалийитигә америкиниң сабиқ ташқи ишлар министири колин повел қатнашти. Колин повел 11 - сентәбир вәқәси йүз бәргәндә ташқи ишлар министирлиқ вәзиписини атқуруватқан иди. Әйни чағда террорчилар 4 айрупиланни булап, айрупиланларниң иккиси ню йорктики сода мәркизигә, бири вашингтондики бәш бурҗәклик бинаға үссигән. Йәнә бири пенсилванийидики петисгбург әтрапиға чүшүп кәткән иди.