Обама бу йиллиқ асасий нишан америкидики ишсизлиқни һәл қилиш дәп көрсәтти
Мухбиримиз ирадә
2010.01.28
2010.01.28
У, 2010 - йилидики биринчи муһим иш техиму көп иш имкани яритип, америкидики мәвҗут ишсизлиқ мәсилисини һәл қилиш дәп көрсәтти.
Америка президенти барак обама сөзидә йәнә талаш - тартиш темиси бопқалған саламәтлик суғуртиси ислаһатини елип бериш қарариниң қәтий икәнликини билдүрди. У америкиниң ташқи сиясити һәққидә тохталғанда, ядро қораллирини америка үчүн әң зор тәһдит дәп көрсәтти вә: "иран һөкүмити ядро қораллири мәсилисидә билгинини қилишни давам қилидикән, буниң ақивитигиму тәйярлинип қоюши керәк" дәп иранни агаһландурди.
Америка президенти барак обама йәнә, афғанистандики америка әскәрлириниң саниниң көпәйтилидиғанлиқини вә 2011 - йилидин етибарән афғанистандики вәзийәтни контрол астиға елип болидиғанлиқини билдүрди. У йәнә ирақтики америка күчлириниң авғуст ейиниң ахирилиридин етибарән ирақтин чекинип чиқип кетидиғанлиқини алаһидә әскәртти.