Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар иҗраийә комитети уйғур ели вәзийитигә алаһидә қарап чиқидиғанлиқини елан қилди
Йиғин, 20 - өктәбир америка пайтәхти вашингтонда ечилиду.
Комитет бу һәқтә елан қилған уқтурушта қариғанда, бу нөвәтлик юмилақ үстәл йиғинида, комитет хадимлири хитайдики кишилик һоқуқ вә қанун билән идарә қилиш әһвалиниң өткән бир йиллиқ тәрәққиятини чүшәндүридикән.
Уқтурушта мундақ дейилгән: "йиғинда болупму сөз - пикир, интернет әркинлики, тибәт вә шинҗаңдики тәрәққият әһвалиға алаһидә қарап чиқилиду."
Америка дөләт мәҗлисиниң хитай ишлар иҗраийә комитети алдинқи җүмә күни елан қилған "2010 - йиллиқ кишилик һоқуқ доклати" да, өткән бир йил мабәйнидә уйғур елидики кишилик һоқуқ вәзийитиниң көрүнәрлик дәриҗидә начарлашқанлиқини илгири сүргән иди.