Америкида муавин президентлиқ бәс-муназириси елип берилди
2012.10.12
Бу муавин президент намзатлириниң пүткүл сайлам җәрянидики бирдин-бир йүз туранә бәс муназириси. Пүткүл муназирә интайин кәскин елип берилди. Тәрәпләр алди билән дөләт бихәтәрлики, иқтисадий сиясәт, баҗ вә саламәтлик суғуртиси қатарлиқ мәсилиләрни кәскин муназирә қилди. Муназирә җәрянида муавин президент байдин, паул райнниң сөзлирини бир нәччә қетим үзүвәтти.
Демократлар партийисини қоллиғучилар, җов байдинниң бу қетимқи муназиридә күчлүк позитсийә ипадиләп, җумһурийәтчиләр намзатлириниң һәйвисини сундурушини үмид қилатти. Өткән һәптидики президент намзатлириниң бәс муназирисидә мит румний күчлүк позитсийә ипадиләп, обамани пассип әһвалға чүшүрүп қойған иди.
Президент обама чаршәнбә күни өзиниң өткән һәптидики муназиридә мит ромнийға “бәк әдәплик” муамилә қилғанлиқи, лекин ромнийниң раст гәп қилмиғанлиқини илгири сүрүп, өзиниң муназиридики ипадисини ақлиған.
Җов байдин билән паул райн йәнә, ливийидики америка әлчиханисиниң бихәтәрлики, иран қатарлиқ мәсилиләрни муназирә қилди. Паул райн, обама һөкүмити америка әлчиханилириниң бихәтәрликигә сәл қариғанлиқи, иран мәсилисидә кәскин болмиғанлиқини тәнқид қилған. Җов байдин обама һөкүмитиниң сияситини ақлап, райнниң бу мәсилиләрдә “чоң гәп қиливатқанлиқи” ни илгири сүргән.