Сиднейдики уйғур ана тил мәктипи хәлқара ана тил байримини қутлуқлаш паалийити өткүзди

Австралийиниң седней шәһиридики уйғур ана тил мәктипи, 20-феврал күни чүштин кейин, ливәрпол районидики мурасим залида паалийәт өткүзүп, 12-нөвәтлик хәлқаралиқ ана тил байримини тәбриклигән.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.02.22

Паалийәттә алди билән оқуғучилар ана тил һәққидә шеир декламатсийә қилған, арқидин садир палван қошақлири қатарлиқ уйғур хәлқ қошақлирини ядлап әҗдадлириниң иш-излирини хатирилигән. Паалийәттә, йәнә балилар, яшлар вә чоңлар гурупписи бойичә миллий сәнәт номурлири көрситилгән.

1999-Йили б д т, 21-феврал күнини хәлқаралиқ ана тил байрими күни қилип бекиткән. Бу күн, 1952-йили бенгалда ана тил һәрикити башланған күндур. Шу йили пакистан һөкүмити орду тилини бирдин- бир дөләт тили қилип бекитип, башқа тилларниң мәвҗутлуқини инкар қилғачқа, бенгалдики дака университетиниң оқуғучилири 21-феврал күни намайиш өткүзүп, бенгал тилини қоғдашни тәләп қилған.

Пакистан сақчилири намайишта һәддидин артуқ күч қоллинип икки бенгаллиқ оқуғучиниң өлүмигә сәвәб болған. Шу күни башланған бенгаллиқларниң ана тил һәрикити, ахири пакистанниң парчилиниши вә бенгал дөлитиниң қурулушиға сәвәб болған.

Муһаҗирәттики уйғурлар, хәлқаралиқ ана тил байримини хатириләшни, һәр йиллиқ миллий паалийәтлиридә муһим орунға қоюп кәлмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.