Өктичи рәһбәр аңсаң суки берма һөкүмитиниң бир қисим иҗабий қәдәмлирини мәдһийилиди

Нобел тинчлиқ мукапатиниң саһиби, бермилиқ өктичи рәһбәр аңсаң суки бүгүн 100дин артуқ мухбирға сөз қилип, берма һөкүмитиниң демократийә вә әркинлик мәсилисидә йеқиндин буян басқан бир қисим иҗабий қәдәмлиригә мәдһийә оқуди, әмма у берма һөкүмитиниң қилишқа тегишлик йәнә көплигән ишлири барлиқини әскәртти.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.11.14

Берма һәрбий даирилири 1962-йили һәрбий өзгириш арқилиқ һакимийәтни қолға алғандин буян, 2007-йили өктәбирдә тунҗи қетим омумий сайлам елип барған. Сайламда һәрбий даириләр қоллайдиған партийә үстүнлүк қазанғачқа, сайламниң адиллиқиға гуман чүшкән вә йеңи һөкүмәтниң демократик ислаһат елип беришиға үмидсиз нәзәрдә қарилип кәлгән иди.

Йеқинқи айлардин бери, берма һөкүмитиниң ахбаратқа қарита контролни бошитиши, бир қисим аммиви тәшкилатларни тәстиқлап қанунийлаштуруши, болупму хитай мәбләғ салған су електр қурулушиниң тохтитилиши, берма хәлқиниң йеңи һөкүмәткә болған қаришида бурулуш пәйда қилишқа башлиған.

Аңсаң суки бүгүнки сөзидә, сиясий мәһбуслар вә аз санлиқ милләтләр мәсилисини бермида нөвәттә җиддий һәл қилишқа тегишлик мәсилиләр қатарида тилға алған. Мәлум болушичә, нөвәттә 2000 дин артуқ сиясий мәһбус җаза муддитини өтимәктә. Бермидики аз санлиқ милләтләрдин качинлар, миллий мустәқиллиқ тәлипини қораллиқ қаршилиқ көрситиш шәклидә намаян қилмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.