Уйғур аптоном райониниң йеңи секритари муқимлиқни тәкитләшни башлиди

Уйғур елини 16 йил идарә қилған ваң лечүәнниң орниға кәлгән, коммунистик партийә комитетиниң секритари җаң чүншән өзиниң дәсләпки сөзлиридә иқтисадий тәрәққият вә хәлқниң турмушини яхшилашни көпрәк тәкитлигән болса, йеқинқи күнләрдин буян қайтидин муқимлиқни қоғдаш мәсилисини тәкитләшни башлиди.
Мухбиримиз үмүдвар
2010.05.09

Шинхуа хәвәр ториниң хәвәр қилишичә, җаң чүншән 8 - май күни шинҗаң қораллиқ сақчи баш әтритини зиярәт қилип учришиш өткүзгәндә, қораллиқ сақчи җәңчи - офитсерлириниң сиясий вә тарихий вәзиписиниң еғирлиқини тәкитләш билән биргә уларни һошярлиқни өстүрүп, дөләт мәнпәәти вә шинҗаңдики милләтләр иттипақлиқини қоғдап, иҗтимаий вә сиясий чоң муқимлиқ үчүн йеңи төһпә қошушқа чақирди.

У, сөзидә қораллиқ сақчи қисимлириниң муқимлиқни қоғдашқа қошқан төһписини мәдһийилигән һәмдә " шинҗаңдики бөлгүнчиликкә қарши күрәш вәзийитиниң қаттиқ вә мурәккәп һәм кәскинликини тонуп йетиш лазимлиқи"ни тәкитлигән. Җаң чүншәнниң сөзлиридә "узун муддәтлик муқимлиқ вә тинчлиқ " аталғусиниң көп қетим ишлитилгәнлики мәлум.

Шинҗаң қораллиқ сақчи баш әтрити район вәзийитини биваситә контрол қилидиған қораллиқ қисим болуп, униң бу қетимқи 5 - июл вәқәсини бир тәрәп қилишта муһим рол ойниғанлиқи мәлум.

Хитай демократлириниң пәрәзлиридин қариғанда, ваң лечүән кәткәндин кейин, униң уйғур дияридики һәр қайси рәһбири орунларға қойған бир қисим юқири дәриҗилик әгәшкүчилириму  қәдәмму - қәдәм алмаштурулуши мумкин икән.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.