Ақсарай: әгәр шималий корийә америка билән болған мунасивәтлирини яхшилимақчи болса вәдилирини ақлиши керәк

Ақсарай чаршәнбә күни, әгәр шималий корийә америка билән болған мунасивәтлирини яхшилимақчи болса илгири бәргән вәдилирини ақлиши керәкликини илгири сүрди.
Мухбиримиз җүмә
2009.08.05

Франсийә агентлиқида нәқил елип көрситишичә, бу һәқтә тохталған ақсарай баянатчиси роберт гиббс, америка - шималий корийә мунасивәтлирини илгири сүрүш пәқәт шималий корийиниң өз мәсулийитини ада қилиш ‏ - қилмаслиқиға бағлиқ икәнликини билдүргән.

Ақсарайниң мәзкур баянати сабиқ америка президенти бил клинтон шималий корийигә берип, мәзкур дөләттә түрмигә ташланған икки нәпәр америка мухбирини қутулдуруп кәлгинидин кейин мәйдан кәлди.

Шималий корийиниң 5 айдин буян түрмидә йетиватқан икки нәпәр америка мухбирини қоюп бериши, америка - шималий корийә мунасивәтлири шималий корийә ядро синиқи елип барғанлиқини җакарлиғандин буян техиму җиддийләшкән пәйтләргә тоғра кәлди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.