Ақсарайниң ашкара тор бекити һуҗумға учриди

Өз кимликини ашкарилимиған бир нәпәр һөкүмәт хадиминиң америка мәтбуатлириға билдүрүшичә,ақсарайниң һәрбий ишлар тор бекити хаккерларниң һуҗумиға учриған.
Мухбиримиз меһрибан
2012.10.02

Ақсарай баянатчиси җай карней мухбирларға қилған сөзидә, хаккерларниң ақсарайниң ашкара тор бекитигә һуҗум қилғанлиқини,тор бекитидики санлиқ мәлуматлар вә һәрқандақ материялниң зиянға учримиғанлиқини билдүргән.

Америкидики консерватипларниң башқурушидики “вашингтон әркин маяки” гезитиниң йәкшәнбә күнидики хәвиридә,“ақсарай һәрбий ишлар ишханисиға һуҗум қилған хаккерлар хитай һөкүмәт даирилири билән мунасивәтлик” икәнлики илгири сүрүлгән.

Йеқиндин буян америкиниң һөкүмәт органлири һәм бәзи мәтбуатларниң тор бекәтлири үзлүксиз намәлум хаккерларниң һуҗумиға учрап келиватқан болуп, америка һөкүмәт органлири бу хил һуҗумларға қарита тәдбир қолланғанлиқини билдүрмәктә. Хитай тәрәп болса бу хаккерларниң хитай һөкүмити билән мунасивәтсиз икәнликини испатлашқа тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.