Ақсуда йәрлик даириләр һөҗҗәт чүшүрүп, уйғурларниң юқириға әрз - шикайәт қилишини тосимақта
Мухбиримиз әркин
2009.05.01
2009.05.01
Мәркизи германийидики дуня уйғур қурултийи уйғур әрз - шикайәтчиләрдин 3 кишиниң җ х даирилири тәрипидин қолға елинғанлиқини билдүрди. Мәзкур тәшкилатниң баянатчиси дилшат ришитниң әскәртишичә, ақсу вилайитиниң йеқинда һәр қайси наһийиләргә чүшүргән 172 - номурлуқ һөҗҗитидә әрз - шикайәтчиләр җәмийәт муқимлиқини бузғучилар, дәп әйибләнгән болуп, уларниң юқириға әрз қилип беришини тосашта қаттиқ вастиларни қоллиниш тәләп қилинған.
Йеқинқи йиллардин бери аптоном район вә бейҗиңға дава қилип баридиған уйғур әрз - шикайәтчиләрниң сани үзлүксиз көпәймәктә иди.
Ақсу кәлпин наһийисиниң гәзлик йезисидики җелил раһман, йорчи йезисидики қари әһмәт, кәлпин базиридики аблимит юнус қатарлиқ 62 нәпәр кан ишчисиниң турмуш пули тәләп қилиш даваси, йорчи йезисидики мәмтимин сали, иляс рози қатарлиқларниң ақчи наһийисидики чарвичилар билән болған җидәлдә зиянни төлитивелиш даваси, савут сайит, муһәммәт қурбан қатарлиқ 11 кишиниң сәндуңлуқлар қурған май завутидин турмуш пули тәләп қилиш әрзи, бу түрдики дава - шикайәтләрниң бир қисими иди. Лекин даириләр юқириқи кишиләрниң әрзини көрүп чиқишни рәт қилған.