Хитай җ х тармақлири ақсудики партлаш һәққидә учур тарқатқан икки хитайни җазалиди
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, мәзкур кишиләр ақсудики партлаш вәқәсини ичкири өлкилиридики дост - бурадәрлиригә учур қилғанда, вәқәни көптүрүп җәмийәттә еғир вәһимә пәйда қилған.
Хитай һөкүмити ақсудики партлитиш вәқәси һәққидә ахбарат елан қилған болсиму, вәқәниң тәпсилати һәққидә көп тохталмиған һәм дөләт игиликидин башқа ахбарат вастилириниң мәзкур хәвәрни тарқитишини чәклигән. Болупму, игәрчидики партлитиш вәқәсидин 3 күн бурун йүз бәргән көкярдики етишиш вәқәсини һазирғичә ахбараттин йошуруп кәлмәктә.
Хәвәрдә билдүрүлүшичә, җазаланған икки киши санҗи областидин болуп, бу йеқинқи йилларда уйғур елида хитайлардин шу түр җинайәт билән әйибләнгән тунҗи кишиләр һесаблиниду. Әһвалдин қариғанда, хитай һөкүмитиниң, уйғурларниң қораллиқ шәкилдики қаршилиқлирини көп тәшвиқ қилишни дөләт мәнпәәтигә зиянлиқ дәп қараватқанлиқи байқалмақта.