Уйғур елиниң ақсу вилайитидә май туңи партлап 6 адәм яриланған вә 3 адәм өлгән

Уйғур елиниң ақсу вилайитидә май туңи партлап 6 адәм көйүп яриланған вә 3 адәм өлгән. Тәңритағ торида көрситишичә, партлаш 26 - март әтигәндә ақсу шәһиригә җайлашқан йи хәй ашлиқ - май ширкитидә йүз бәргән. Көйүп яриланған 6 киши дохтурханиға йөткәлгән.
Мухбиримиз җүмә
2010.03.27

Партлиған туңниң айланмиси 3 - 4 метир чоңлуқта болуп, туңға кислата қачиланған икән. Партлашта кислата тәрәп - тәрәпкә чечилип шиддәтлик коюш һадисиси кәлтүрүп чиқарған.

Уйғур елидә туюқсиз от кетиш, партлаш қатарлиқ вәқәләр сәзгүр темиларниң бири болуп, хитай һөкүмити бу хилдики вәқәләрни "үч хил күчләр"гә бағлап кәлмәктә иди.

Һалбуки, һазирчә ақсу шәһиридә йүз бәргән партилашниң сәвәблири ениқ әмәс. Мәлум болушичә хитай йәрлик даирилири мәзкур партлашни кәлтүрүп чиқарған амиллар үстидә тәкшүрүш елип бармақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.