Ақсу даирилири бу қишта деһқанларни бикар қоймиди
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.11.25
2008.11.25
Ават наһийисидә 3250 деһқан 6000 миң гектар кевәзликкә темитип суғуруш турубиси ятқузуш қурулуши үчүн һәқсиз әмгәккә селиниватқан икән.
Даириләр һашарға тутулған бу деһқанларниң мәзкүр әмгәк вәзиписини қиш кириштин бурун тамамлашқа буйриған. Ақсуда нөвәттә һава температуриси хели соғуқ болуп, һашарға тутулған уйғур деһқанлар пәқәт кәтмән, гүрҗәк қатарлиқ адди әмгәк қораллири билән ериқ колаш, топа тошушқа охшаш еғир әмгәкләрни қилмақта.
Хитай даирилири илгири 2004 - йилиниң ахирғичә уйғур елидә һашани пүтүнләй бикар қилидиғанлиқини вәдә қилған болсиму, әмма уйғур деһқанлириниң инсаний һәқ - һоқуқлирини еғир дәпсәндә қиливатқан, һәқсиз,мәҗбурий әмгәк болған һаша уйғур елиниң җәнубида омумйүзлүк мәвҗут болуп турмақта.