Арман ширкитиниң бәзи дуканлириниң көлиминиң тарийиши уйғурларниң диққитини қозғиди

Радиомизға инкас қилған уйғурларниң билдүрүшичә, йеқиндин буян арман ширкитиниң бир қисим сода дуканлириниң көлими әслидикидин тарийип, дуканда сетиливатқан йемәклик түрлириниң азийиши, арман ширкитиниң дуканлирида ишләватқан уйғурларниң қисқартилиши қатарлиқ әһваллар үрүмчидики уйғурларниң диққитини қозғиған.
Мухбиримиз меһрибан
2013.02.05

Арман ширкитиниң шинҗаң университети районидики сода дукининиң әслидики көлиминиң 10 дин биригә тоғра келидиған җайда сода қиливатқанлиқини, дуканниң зор көләмдики қалған қисмида мари пираон намидики тез тамақханиниң йемәклири сетиливатқанлиқини инкас қилған бирәйлән, йеқиндин буян арман ширкитиниң ғулҗа қатарлиқ җайлардики бир қисим дуканлириниңму көлиминиң әслидикидин тарайтилип, дуканда ишләватқан уйғур хизмәтчиләрниң қисқартилишидәк әһвалниң уйғурлар арисида “арман ширкитиниң бир қисим пай чәклири хитай содигәрлири тәрипидин сетивелинған болуши мумкин” дегәндәк түрлүк қиясларға сәвәб болуватқанлиқини билдүрди.

Арман ширкити уйғур карханичи радил абла тәрипидин қурулғандин буян, әла сүпәтлик мусулманчә йемәкликлири билән хәлқара базарларғиму тонулуп тезликтә ронақ тапқан. Ширкәттә ишләнгән мусулманчә йемәкликләр уйғурлар тәрипидин махтилипла қалмастин, оттура асия вә түркийә қатарлиқ дөләтләрдики херидарлар арисидиму қарши елишқа еришкән иди., хитайдики ишәнчлик йемәкликләр қатаридин орун алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.