Асия - тинч окян райони иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиниң йиғини владивостокта ечилди
2012.09.09
Русийиниң хәвәрләр агентлиқиниң йезишичә, йиғинға русийә президенти владимир путин саһибханлиқ қилип, нутуқ сөзлиди шуниңдәк йиғин җәрянида владимир путин бир қисим дөләт рәһбәрлири билән айрим - айрим көрүшүп, сөһбәт өткүзди. Буларниң ичидә америка дөләт ишлири министири хлари клинтон, хитай дөләт рәиси ху җинтав қатарлиқлар бар.
Бу қетимқи асия - тинч окян райони иқтисадий һәмкарлиқ йиғиниға америка президенти барак обам демократларниң қурултийи вә сайлам түпәйлидин қатнишалмай, униң орниға хилари клинтон ханим қатнашти.
Йиғин җәрянида асия - тинч окян райониниң иқтисадий тәрәққияти вә һәмкарлиқ мәсилилири җүмлидин районниң сиясий мәсилилириму муһакимә қилинға болуп, хилари клинтон билән русийә ташқи ишлар министири сергей лавроф америка билән русийиниң антариктика бойичә илмий һәмкарлиқни күчәйтиш меморамдумини имзалиди. Хилари клинтон путин вә лавроф билән көрүшкәндә русийини сүрийә мәсилисидә бдт вә америка билән һәмкарлишишқа чақирди.
Русийә президенти путин йиғинда қилған сөзидә бу қетимқи йиғинниң немә үчүн владивостоккқа орунлаштурулгаһнлиқини чүшәндүрүп, русийиниң йирақ шәрқ районини тәрәққи қилдуруш, асия қисими билән явропа қисмини туташтуридиған қатнаш алақә қурулушини күчәйтиш һәмдә русийиниң асия әллиригә болған ескпортини көпәйтишни мәқсәт қилидиғанлиқини көрсәтти. Йиғинда русийә билән японийә, русийә билән хитай арисида бир қатар келишимләр имзаланди.