Атушта дохтурханида намаз оқушни чәкләш уқтуруши тарқитилған

Атуш шәһиригә җайлашқан қизилсу аптоном областлиқ дохтурхана дохтурханида намаз оқушни чәкләш тоғрисида уқтуруш тарқатқан.
Мухбиримиз җүмә
2013.02.13


“уйғур биз” тори бу һәқтә тәминлигән учурған қариғанда, мәзкур бәлгилимә “уйғур аптоном райониниң җәмийәт муқимлиқни универсал түзәш вә аманлиқ башқуруш бәлгилимиси” вә “аптоном районлуқ диний ишларни башқуруш низамнамиси” гә асасән чиқирилған.

Уқтурушта кимләрниң намаз оқушиға йол қоюлмайдиғанлиқи ениқ көрситилмигән болсиму, юқириқи “бәлгилимиләр” дин нәқил елип “аммиви сорунларда намаз оқуш чәклиниду, хилаплиқ қилғучилар җазаға тартилиду” дейилгән.

Радиомиз алдинқи күнидики хәвиридә поскам наһийисидә узун сақал қойған вә ромал артқан аялларни бекәткә киргүзмәслик бәлгилимисиниң һелиһәм иҗра қиливатқанлиқини хәвәр қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.