Австрийә президенти ким җуң илға тәзийә билдүргәнликини рәт қилди

Җүмә күни, австрийә президенти һейнуз фишер шималий корийә рәһбири ким җуң илниң өлүмигә тәзийә билдүргәнликини рәт қилди.
Мухбиримиз җүмә
2011.12.31

Ким җуң ил өлгәндин кейин, австрийә президентини һейнз фишерниң ким җуң илға тәзийә билдүргәнлики австрийә ахбаратлирида илгири сүрүлгән.

Президент фишер баянатчиси җүмә күндики баянатида бу һәқтики хәвәрниң хата икәнликини оттуриға қойди.

Баянатчи австрийә президенти ишханисидики мунасивәтлик хадимларниң шималий корийиниң венадики әлчиханисини зиярәт қилғанлиқи, әмма президент фишерниң шәхсән тәзийә билдүрмигәнликини ашкарилиди.

Шималий корийә президенти ким җуң ил 17 - декабир қаза қилғандин кейин америка, японийә, австралийә вә йәнә көплигән ғәрб әллири б д т омумий кеңишидә ким җуң илниң вапатиға тәзийә билдүрүшни рәт қилған иди.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.