Австралийидә 70 йилдин буян тунҗи қетим сайламда мутләқ көп санлиқни игилигән партийә чиқмиди

Ройтерс агентлиқиниң бүгүн камберадин хәвәр қилишичә, австралийидә 70 йилдин буян тунҗи қетим сайламда мутләқ көп санлиқни игилигән партийә чиқмиған вәзийәт пәйда болди.
Мухбиримиз вәли
2010.08.22

Австралийидә давамлишиватқан баш министир сайлиминиң түнүгүнки нәтиҗисидин қариғанда, әмгәк партийисиниң баш министир намзати җулия гиллард ханим билән либераллар партийисиниң баш министири кандидати тони абботниң һечқайси парламенттики 150 орунниң 76 сигә еришәлмиди, йәни һөкүмәт тәшкилләш салаһитигә игә болалмиди.

Хәвәр ейтилишичә, бу икки партийиниң тәң һоқуқ тутуш һәққидики сөһбитидинму үнүм һасил болмиди. Бу икки партийә һазир битәрәп партийиләрниң аваз беришгә еришиш үчүн тиришмақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.