Австрийидә уйғур вә тибәтлик намайишчилар билән хитай намайишчилар арисида маҗира йүз бәрди
2011.10.31
Франсийә ахбарат агентлиқиниң билдүрүшичә, ху җинтавниң зиярити давамида, хитайға қарши вә хитайни қоллиғучи намайишчилар арисида маҗира келип чиққан. Әмма хәвәрдә маҗираниң конкрет шәкли вә ақивити һәққидә мәлумат берилмигән.
Дуня уйғур қурултийи мәсуллириниң билдүрүшичә, бу қетим ху җинтавға қарши намайишчилар асаслиқи явропадики тибәт вә уйғур паалийәтчилиридин тәшкилләнгән. Ху җинтавни қоллиғучилар болса, хитай әлчиханиси тәрипидин тәшкилләнгән вә бир күнлүк хизмәт хираҗити берилгән хитай оқуғучилардин тәшкилләнгән.
Уйғур вә тибәт намайишчилар, хитайниң өз районлиридики бастуруш сиясәтлирини тәнқид қилип шоар товлиған, баянат елан қилған. Хитай намайишчилар болса хитай компартийисиниң иҗраатлириға мәдһийә оқуған.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң зияритини қобул қилған тибәтлик бир оқуғучи, икки тәрәп арисида йүз бәргән маҗираниң сәвәбини чүшәндүрүп “улар-йәни хитайлар, тибәтликләрниң байриқини көрүшни халимайду” дегән.