Чегрисиз мухбирлар тәшкилати ху җинтавни дунядики ахбарат әркинликигә дүшмән шәхсләр тизимликигә киргүзди
Мухбиримиз әркин
2010.04.30
2010.04.30
Мәркизи париждики мәзкур тәшкилат бу һәқтики баянатида ху җинтавниң "интернет сақчиси қатарлиқ дөләт аппаратлирини вә тәшвиқат бөлүмини сәпәрвәр қилип, хитайда әркин мәтбуатниң оттуриға чиқишини тосиғанлиқи"ни илгири сүргән.
Баянатта, ху җинтавниң 2008" низамнамиси"ға имза қойған өктичи затларни тутқун қилғанлиқини, униң тибәт хәлқини бастуруп, 2008 - йили йүз бәргән лхаса вәқәсигә даир рәсим вә учур йоллиған тибәтләрни қолға алғанлиқини, 2009 - йили 7 - айда йүз бәргән уйғурларниң исянини бастуруп, интернетни үзүп ташлиғанлиқини, һөкүмәт мәтбуатлирини "бөлгүнчиләр"гә қарши сәпәрвәр қилинғанлиқини тәкитлигән.
Ахбарат әркинликигә дүшмән шәхсләр тизимликидики 40 шәхс вә гуруһларниң ичидә йәнә, җәнубий корийә рәһбири ким җуңил, өзбекистан президенти ислам керимоф, сәуди әрәбистан падишаһи абдулла ибни әл сәуд, пакистан вә афғанистандики қораллиқ ислами гуруһлар, түркмәнистан президенти бәрдимуһәмәдоф, русийә президенти медвидеф билән баш министири путин қатарлиқлар бар.