Хитай ахбарат әркинликидә әң начар дөләтләрниң бири болуп баһаланди

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати сәйшәнбә күни йәр шаридики 179 дөләтниң ахбарат әркинлик көрсәткүчини елан қилип, финландийә, голландийә, норвегийини ахбарат әркинлики җәһәттә дунядики ахбарат әң әркин дөләтләр, дәп елан қилди.
Мухбиримиз әркин
2013.01.30

Бу җәһәттики әһвали әң арқидики дөләтләр еритирийә,, шималий корийә, түркмәнистан болуп баһаланди. Хитай 179 дөләт ичидә 173‏-орунға тизилип, арқидин саниғанда 7 орунни егилгән. Хитай иранниң алдидин вйетнамниң арқидин орун алған.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң билдүрүшичә, бу йиллиқ ахбарат әркинлик көрсәткүчи дөләтләрниң сиясий тәрәққиятидики өзгиришни өлчәм қилмиған. Бәлки һәр қайси әл һөкүмәтлириниң ахбарат әркинликигә тутқан узун вә оттура мәзгиллик муамилисигә қарап тәйярланған.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилати 2012‏-йили елан қилған ахбарат әркинлик көрсәткүчидә хитайни 174‏-орунға қойған иди. Бирақ 2012‏-йили сомалиниң ахбарат әркинлик әһвали начарлишип кетип, 175‏-орунға чүшүп қалғачқа, хитай бу қетим 174‏-орундин 173‏-орунға чиқип қалған.

Чеграсиз мухбирлар тәшкилатиниң илгири сүрүшичә, “хитай тор абунтлири әң көп түрмигә соланған дөләт.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.