Әрздар айгүл тохтиниң қамаққа елинғанлиқи илгири сүрүлмәктә
2012.10.03
Айгүл тохтини бир ай илгири бейҗиңдики мәркизий интизам тәкшүрүш комитети алдидин “топлишип қалаймиқанлиқ чиқириш җинайити” билән әйиблинип тутуп кетилгән.
Кейин айгүл тохти пәйзават наһийисидин әвәтилгән сақчи бәхтиярниң қолиға өткүзүп берилгән, бәхтияр айгүл тохти пәйзаватқа елип кәткән иди.
Айгүл тохти аилә тавабиатлириниң радиомизға билдүрүшичә, айгүл тохти тутуп кетилип аридин бир ай өткәндә бир хитай сақчиси уларға айгүл тохтиниң 3 йиллиқ кесилгәнликини уқтурған. Әмма, йәнә бир сақчи әгәр 20 миң йүән пул бәрсә айгүлни қоюп бәргүзидиғанлиқини ейтқан.
Һөкүмнамә техи уларниң қолиға йәткүзүлмигән болғачқа айгүл тохтиниң зади кесилгән-кесилмигәнлики, яки хитай сақчилириниң бу уйғур аилисини талан-тараҗ қилиш үчүн шундақ оюнни ойнап чиққанлиқи мәлум әмәс.