Бан кимун хитайдин әркинликни кәң даиридә йолға қоюшни тәләп қилди

Б д т баш катипи бан кимун җүмә күни ипадә билдүрүп, хитайдин аммиви муназирә муһитини кеңәйтиш арқилиқ әркинликни кәң даиридә йолға қоюшни тәләп қилди. Бәзи анализчилар, бу, бан кимунниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң йеқинда униңға қаратқан тәнқидигә қайтурған инкаси дәп қарашмақта.
Мухбиримиз әркин
2010.11.05

Бан кимун йеқинда хитайни зиярәт қилип, хитай дөләт рәиси ху җинтав қатарлиқ юқири дәриҗилик хитай әмәлдарлири билән сөһбәт елип барған. Лекин, кишилик һоқуқ тәшкилатлири бан кимунниң сөһбәттә кишилик һоқуқ мәсилисини тилға алмиғанлиқини, хитай даирилиридин нобел тинчлиқ мукапати саһиби лю шавбони қоюп беришни тәләп қилмиғанлиқини шиддәтлик тәнқид қилған.

Лекин, бан кимун җүмә күнки ипадисидә өзиниң кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқини вә бу мәсилини давамлиқ оттуриға қойидиғанлиқини илгири сүрди. У мундақ дәйду: "хитайниң сияси ислаһат елип бериш вә қанун бойичә идарә қилиш асасидики инақ җәмийәт бәрпа қилишни қоғлишиватқанлиқи билән биргә, мән йәнә хитай һөкүмитиниң аммиви тәшкилатларниң көпийишигә сорун һазирлап беришини, хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлирини иҗра қилиш җәһәттики мәҗбурийитини намайән қилишини вә униңға капаләтлик қилишини үмид қилимән."

Бан кимун өзиниң йеқинда елип барған асия әллири зияритидә, җүмлидин хитай зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқини әскәртип, "мән хитай рәһбәрлири билән елип барған өз - ара сөһбәтләрдә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойдум" дәп көрсәтти. Лекин бан кимун өзиниң кишилик һоқуқ мәсилисини мәхпий оттуриға қойғанлиқидин бишарәт берип, "бәзидә демократик усулларниң йепиқ елип берилиши лазимлиқини һәммимиз билимиз," дәйду.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.