Барак обама қәсәм берип, 2‏-нөвәт президентлиқ вәзиписини тапшурувалди

Америка президенти барак обама 21-июл америка дөләт мәҗлис бинасиниң алдидики мәйданға йиғилған нәччә йүз миң кишилик мурасимда қәсәм берип, 2‏-нөвәт президентлиқ вәзиписини тапшурувалди.
Мухбиримиз әркин
2013.01.21

Бу обаманиң мушу икки күни ичидә 2‏-қетим қәсәм бериши. Америка қануни бойичә президент чоқум 20‏-январ қәсәм берип вәзипигә олтуруши керәк. Бирақ рәсмий қәсәм бериш мурасими 21‏-январ мартен лутир киң хатирә күнигә орунлаштурулғачқа, обама йәкшәнбә күни ақ сарайда ханими мишел обама, икки қизиниң гуваһлиқи вә америка баш сотчиси җон робертсниң риясәтчиликидә қәсәм бәргән.

Лекин у тәхминән 700‏-800 миң адәм қатнашқан 21‏-январ дүшәнбә күнидики мурасимда йәнә бир қетим қәсәм бәрди. Обама мурасимда сөзлигән нутқида америка хәлқини бирлик, баравәрликкә чақирип, аҗизлар, кәмбәғәлләр, саламәтлик суғуртиси йоқлар вә охшаш җинслиқларниң һоқуқини қоғдайдиғанлиқи, балиларни қораллиқ зораванлиқтин сақлайдиғанлиқини билдүрди.

Өзиниң кәлгүси 4 йилда йүргүзидиған сияситини шәрһләп: биз асиядин африқиғичә, америка қитәлиридин оттура шәрққичә болған районларда демократийини қоллаймиз. Чүнки мәнпәитимиз вә виҗданий мәҗбурийитимиз бизни әркинлик үчүн издәнгүчиләрни қоллашқа дәвәт қилиду, деди.

Мурасимда кәллий класен, җеймис тәйлор, бянсей қатарлиқ атақлиқ чолпанлар нахша ейтти. Бянсей америка дөләт маршини орунлиди.

Қәсәм бериш мурасимидики нутқида мусапиниң толуқ тамамланмиғанлиқини тәкитлигән обама: бу бир әвлад америкилиқлар кризислар арқилиқ синалди. Бу бизниң ирадимизни техиму мустәһкәмлиди һәм өзимизгә келиш қабилийитимизни испатлиди. 10 Йил давам қилған уруш ахирлашмақта. Иқтисад әслигә келишкә башлиди. Америка чәксиз имканийәтләргә игә, дәп көрсәтти.

Президент обаманиң 2009‏-йилидики 1‏-нөвәт президентлиқ вәзиписини тапшурувелиш мурасимиға тәхминән бир милйон 800 миң адәм қатнашқан. Даириләр бу қетимқи мурасимға тәхминән 800-700 миң адәм қатнашқанлиқини билдүргән.

42-Нөвәтлик президент җорҗ бушниң 2005‏-йилдики 2‏-нөвәтлик қәсәм бериш мурасимиға тәхминән 260 миңдин 280 миңғичә адәм қатнашқан иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.