Обама һөкүмитиниң хитайға қарита сөз орамини өзгәртиши диққәтни чәкти
2013.01.23
Бир қисим мутәхәссисләрниң қаришичә, хитай даирилири “америка һәр җәһәттин чөкүшкә қарап йүзләнди” дәп ойлап қелип, җәнубий деңиз мәсилисидә техиму өз бешимчилиқ қилишқа башлиған. Хитайниң бу хил позитсийиси америкини хитай сияситини муәййән өзгәртишкә мәҗбур қилған.
Обама вәзипә тапшуруп елиштин икки күн илгири америка дөләт ишлар министири һиларий клинтон ханим сенкаку мәсилиси вә җәнубий деңиз мәсилисидә хитайға васитилик һалда агаһландуруш бәргән.
Клинтон ханим мундақ дегәниди: биз японийиниң мәзкур аралға қарита башқуруш һоқуқиға ора колайдиған һәр қандақ һәрикәткә қарши.
Хитайму дүшәнбә күндики баянатида америкиниң мәзкур мәйданиға қаттиқ етираз билдүргән.
4 Йил аввал бир қисим тәрәпләрдә хитай билән һәмкарлишидиғанлиқини билдүргән обама һөкүмитиниң әмдиликтә хитайға қарита сөз орамини өзгәртиши диққәтни чәкти.