Б д т кишилик һоқуқ комитети сүрийини кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән әйиблиди
Мухбиримиз меһрибан
2012.02.28
2012.02.28
Америка авазиниң бу һәқтики хәвиридә дейилишичә, б д т кишилик һоқуқ комитети йәнә сүрийә һөкүмәт даирилиридин, уруш давамлишиватқан районларға ашлиқ, йемәк ичмәк, йеқилғу һәм башқа күндилик турмуш буюмлирини йәткүзүп беришқа рухсәт қилишни тәләп қилған.
Мәлум болушичә бүгүнки йиғин, қатар, сәуди әрәбистан, кувәйт, түркийә қатарлиқ дөләтләрниң тәшәббуси билән ечилған. Хәлқара қизил крест җәмийити бирнәччә күндин буян сүрийидики бәшар асад һөкүмити һәм сүрийидики өктичи тәрәп билән сүрийидики уруш давамлишиватқан районларға инсанпәрвәрлик ярдәм бериш йолини ечиш һәққидә сөһбәтни давамлаштуруватқан иди.