Б д т ниң ядро қораллирини контрол қилиш йиғини давамлашмақта
Мухбиримиз миһрибан
2010.05.04
2010.05.04
Клинтон ханим өз сөзидә йәнә, иранни ядро қораллирини кеңәйтиш билән әйибләп "иран дуняниң тинчлиқиға тәһдит селиватиду" деди. Шундақла дунядики һәр қайси дөләтләрни ядро қораллирини чәкләштә тиришчанлиқ көрситишкә чақирди.
Йиғинда иран президенти әхмәди ниҗат иранниң ядро қораллар мәсилисидики мәйданини ақлаш билән биллә "америка қатарлиқ дөләтләр ядро техникисини тинчлиқ үчүн тәрәққий қилдуруватқан дөләтләргә тәһдит селиватиду" дәп әйиблиди. Америка, әнглийә һәм франсийә вәкиллири әхмәди ниҗатниң сөзигә наразилиқ билдүрүш үчүн, йиғин мәйданидин чиқип кәткән.
Мәлум болушичә, бу қетимқи йиғинда йәнә, русийә һәм хитайму өз мәйданини ипадиләп доклат беридикән.