Берма президенти, хитай башлиған су електр истансиси қурулушини тохтитишқа қарар бәрди

Хитайниң дөләт игиликидики бир ширкити бирқанчә айниң алдида бермида су електр истансиси қурулуши башлиған вә бу қурулуш йәрлик аһалиләрниң вә кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң наразилиқиға учриған иди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.09.30

Бүгүн берма президенти бу һәқтә баянат елан қилип, мәзкур қурулушни тохтидиғанлиқини уқтурди вә буниң сәвәбини хәлқниң ирадиси бойичә иш қилиш дәп чүшәндүрди.

Мәзкур қурулуш башланғандин буян нәччә йүзлигән йәрлик аһалиләр өй макан вә терилғу йәрлиридин айрилип қалған. Униң үстигә муһит асриш актиплириму мәзкур қурулушниң районниң екологийилик тәңпуңлуқини бузидиғанлиқини илгири сүргән; буниң билән мәзкур қурулушни тохтитиш һәққидә мәхсус бир аммиви тәшкилат қурулуп, өткән айда ахбарат елан қилиш вә намайиш өткүзүш қатарлиқ шәкилләрдә рәсмий һәрикәт башлиған иди.

Бу һәрикәткә йетәкчилик қилған бир журналист бүгүн һөкүмәтниң мәзкур қарариға миннәтдарлиқ билдүрүп, “бу бермида 50йилдин бери тунҗи қетим һөкүмәтниң хәлқниң авазиға қулақ селиши” дегән.

Нөвәттә берма һөкүмитиниң бу қарариниң хитай һөкүмитидә қандақ инкас пәйда қилидиғанлиқи диққәт билән көзитилмәктә. Бүгүн бу һәқтә соалға дуч кәлгән хитай ташқи ишлар баянатчиси өзиниң мәзкур қарардин хәвәрсиз икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.