Берма 2000 дин артуқ кишини қара тизимликтин өчүргәнликини җакарлиди

Бүгүн берма һөкүмити бермиға кириши чәкләнгән 2082 кишиниң қара тизимликтин өчүрүлгәнликини җакарлиди. Бу, сиясий түзүлмисини юмшитишқа қарап маңған берма һөкүмити ташлиған йәнә бир ислаһат қәдими болуп һесаблиниду.

2012.08.30

Игилинишичә, қара тизимликтин өчүрүлгән кишиләрниң ичидә тонулған сиясәтчиләр, кишилик һоқуқ актиплири, чәтәллик тәтқиқатчи, профессорлар, язғучилар, мухбирлар бар болуп, тизимликтә йәнә, сабиқ америка дөләт ишлири министири маделйин албрайит ханим, даңлиқ бермилиқ өктичи аңсаң сучиниң оғли вә шундақла филиппин президенти коразон вә америкилиқ нахшичи соний боноға охшаш тонулған исимларму бар.

Берма президенти рәсмий тор бетидә елан қилинған мәзкур уқтурушта, чәтәлләрдә сүргүндә яшаватқан бермилиқларниң қайтип келишигә рухсәт қилинидиғанлиқи билдүрүлгән. Берма һөкүмитиниң бу қарари көзәткүчиләрни һәйран қалдурған йәнә бир қәдәм болди. Чүнки, берма һөкүмити йеқиндин буян түзүмидә өзгиришләрни елип берип, намайиш қилишни қанунлаштурған, ахбарат саһәсидики контролни азайтқан вә бир қисим сиясий мәһбусларни түрмидин азад қилған иди.

Берма һөкүмитиниң бу иҗабий йөнилиши ғәрб демократик әллириниң қарши елишиға еришмәктә. Америка бундин аввал, берма әгәр мушундақ демократийилишишкә қарап маңса, америкиниң бермини һәр җәһәттин қоллашқа тәйярлиқини билдүргән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.