Бермодадики уйғурлар хизмәт алмаштуридикән
Мухбиримиз ирадә
2010.10.14
2010.10.14
Игилинишичә, бәзи иқтисадий сәвәбләр түпәйлидин улар голф мәйданидики ишидин бу йил өктәбирниң ахирида айрилидикән. Әмма улар аллиқачан йеңи иш тәклипи тапшуруп алған болуп, уларниң йеңи иш орни һазирчә ашкариланмиған.
Хәвәрдин мәлум болушичә, бермудаға орунлаштурулған 4 нәпәр уйғурниң әһвали яхши болуп, улар һазир бермодадики мусулман җамаити ичидә актип рол ойнимақта икән. Улар пәқәт аилисини көрәлмигәнликидин көңли йерим болғанлиқини һесабқа алмиғанда һазирқи турмушидин мәмнун икән.
Абдулла абдуқадир, хелил мамут; абликим турахун вә салаһидин абләһәт исимлик төт нәпәр уйғур 2009 - йили 6 - айниң 11 - күни гүәнтанамодин азад қилинип, шу күни әтигәндә бермудаға йетип кәлгән. У мәзгилдә уларниң сәргүзәштилири вә бундин кейинки турмуши хәлқара мәтбуатларниң қиззиқ нуқтисиға айланған иди.