Бейҗиңда бир түркүм мустәқил сайлам намзатлири тутқун қилинди
2011.09.30
Хитай гәрчә асаси қатлам сайламлирида мустәқил намзатларниң қатнишишиға йол қоюлидиғанлиқини уқтурған болсиму, әмәлийәттә түрлүк чәклимиләр арқилиқ компартийә көрсәткән намазатларниң утуп чиқишини капаләткә игә қилмақта.
Бейҗиң шәһиридә сайлинишқа өзини тизимлатқан бир түркүм мустәқил намзатлар бирқанчә күндин бери сақчилар тәрипидин назарәт астиға елинған.
Радиомиз хитайчә болөминиң хәвәр қилишичә, намзатлардин бири коча аһалиләр комитетиға апирилип мәҗбурий һалда сайлам қануни һәққидә дәрс берилгән. Намзат сайлам қанунини билидиғанлиқини ейтсиму, униң аһалиләр комитетидин айрилишиға йол қоюлмиған.
Хән фамилилик йәнә бир намзатниң қол телефони тартивелинған. Ву пәмилик намзатниң мухбирлар билән көрүшүши чәкләнгән. Йәнә бир нәпири болса сақчиханида 14 саәт тохтитип сорақ қилинған. Хитайниң гуаңҗу шәһиридә алдинқи күни өткүзүлгән бир сайламда, го фамилилик мустәқил намзат утуп чиққан.
Көзәткүчиләр нөвәттә баш көтүрүватқан сайлам маҗиралириниң буниңдин кейин техиму кеңийидиғанлиқини вә өткүрлишидиғанлиқини илгири сүрмәктә.