Хитайниң икки йиғин мәзгилидә бейҗиңда қатнашниң контрол қилиниши наразилиқ қозғиди
2012.02.28
Бейҗиң қатнаш башқуруш даирилири уқтуруш чиқирип, 28-феврал сәһәрдин 17-март саәт нөлгә қәдәр болған арилиқта, бейҗиң шәһиридә қатнаш тәртипкә селинидиғанлиқини, шәһәргә сирттин киргән машиниларниң мунасивәтлик кинишкиларни беҗиргәндила, андин бейҗиң шәһиригә кирәләйдиғанлиқини, бу мәзгилдә чоң типтики йүк аптомобиллири һәм химийилик әшяларни тошуғучи аптомобилларниң шәһәр ичигә кириши чәклинидиғанлиқини тәкитлигән.
Бейҗиң шәһәр аһалисиниң радиомизға билдүрүшичә, бейҗиң даирилириниң икки йиғин мәзгилидә шәһәр қатнишини контрол қилиш пилани, бейҗиңдики такси шопурлириниң наразилиқини қозғап, бир қисим такси шопурлириниң иш ташлишиға сәвәб болған.
Мәлум болушичә 27-феврал дүшәнбә күни бейҗиңдики бирқисим такси шопурлири шәһәр йоллириниң қамал қилинишиға нарази болуп иш ташлиған. Ундин башқа бейҗиң даирилириниң бейҗиңға сирттин кәлгән әрздарларни қамал қилип, бейҗиңдики чоң коча, вогзал, айродром, бағчә қатарлиқ җайларға қаратқан назарәтни күчәйтиши, бейҗиңдики әрздарлар һәм бейҗиң шәһәр аһалисиниң наразилиқини күчәйтмәктә икән.