Биңтуән қораллиқ сақчи қисимлириниң дәриҗисини үстүрүлди
2012.10.27
Тәйвән мәркизий агентлиқиниң хәвәр қилишичә, мәзкур қарар 25- өктәбир үрүмчидә чақирған мәхсус йиғинда елан қилинған болуп, даириләр буниң җәмийәт “муқимлиқни капаләткә игә қилиш” үчүн икәнликини билдүргән.
Бу нөвәт биңтуән қораллиқ қисимлириниң дәриҗиси илгири биңтуән қораллиқ сақчи қисмидин муавин корпус дәриҗилик һәрбий орган қилип өзгәртилгән.
Мәзкур корпес хитай мәркизий һәрбий ишлар комитетиниң биваситә башқурушида болидиған 7- дәриҗилик һәрбий орган дәриҗисидә болидикән.
Бу һәққә тохталған уйғур аптоном районни вә биңтуән парткоминиң муавин секретари чеҗүн: бу дәриҗә өстүрүш биңтуән орниниң муәййәнләштүрүлүши, дегән.
Биңтуән қораллиқ әтрити 80 – йилларда “биңтуән қораллиқ сақчи қисми” қилип өзгәртилгән.
Хәвәргә қариғанда, биңтуән қораллиқ сақчи қисми 2009- йилдики “5-июл үрүмчи вәқәси” ни бастурушқа қатнашқан.