Бирма һөкүмити мусулманлар билән буддистлар арисидики диний тоқунушта мусулманларниң өлтүрүлгәнликини етирап қилди

Бирманиң ғәрбий қисимдики мусулманлар билән буддистлар арисидики диний тоқунушлар нәтиҗисидә көп санда мусулманлар өлтүрүлгәнлики вә уларниң өй-маканлириниң көйдүрүлгәнлики хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин тәнқид қилинғандин кейин бирма һөкүмити бу әһвални етирап қилди.
Мухбиримиз үмидвар
2012.10.28
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Бу қетимқи тоқунушта 90 дин артуқ адәм өлтүрүлгән һәм мусулманларниң бир йезиси пүтүнләй дегүдәк көйдүрүветилгән.

Б б с агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бирма һөкүмити вәзийәтни контрол қилғанлиқини билдүргән. Ейтилишичә, һәтта һөкүмәт армийиси мусулманларға һуҗум қилған буддистларни оққа тутуп тохтатқан.

Фирансийә агентлиқиниң йезишичә, 26 миңдин артуқ адәм юртини ташлап кетишкә мәҗбур болған. Бирләшкән дөләтләр тәшкилати бу мәсилигә җиддий көңүл бөлмәктә.

Вики қамусидики учурлардин мәлум болушичә, бирмадики рохиңяс мусулманлириниң сани икки милйондин артуқ болуп, улар 200 йилидин артуқ вақит бесимға учрап кәлмәктә. Бирма һөкүмити уларни һечқачан бирманиң қанунлуқ пуқраси һесаблимиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.