Бишкәктә 'ата юрт' партийисиниң һимайичилири намайиш қилди

Йәкшәнбә күни қирғизистан пайтәхти бишкәк шәһиридә техи йеқинда өткүзүлгән парламент сайлимида әң көп аваз алған "ата юрт" партийисиниң рәһбири қамчибек ташийев тәрәпдарлири намайиш қилип, вәзипә өтәватқан дөләт бихәтәрлик комитетиниң рәиси кеңешбәк дүшәнбайевни вәзиписидин истипа беришкә чақирди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.10.24

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, намайишчилар "дүшәнбайев истипа бәрсун", "дүшәнбайев кәсип әһли әмәс" дегәндәк түрлүк пилакатларни көтүргән.

Фәрғанә агентлиқиниң йезишичә, намайишчиларниң сани 1500 әтрапида болуп, улар барғансери көпәйгән. Бишкәктики һөкүмәт бинасиниң алдидики намайишчи аммиға нисбәтән сақчилар һечқандақ қопал васитиләрни ишләтмәй, уларниң һәрикитини давамлаштурушиға йол қойған.

Хәвәр қилинишичә, ата юрт партийисиниң қоллиғучилириниң намайиш қилишидики сәвәб, шәнбә күни 50 нәччә қораллиқ адәм ата юрт партийисиниң рәһбири қамчибек ташийевниң өйигә бастуруп кирип, униңға зиянкәшлик қилишқа урунған.

Бу һәқтә қамчибек баянат елан қилип, бу қилмишни дөләт бихәтәрлик идарисиниң қилғанлиқи, буниңда дөләт бихәтәрлик ишлири мәсули дүшәнбайевниң мәсулийити барлиқини әйиблигән иди.
 
Бу йил 4 - айда бишкәктә йүз бәргән намайиш 6 - айда ошта йүз бәргән тоқунуш нурғун адәмниң җениға замин болған болуп, шуниңдин кейин бишкәк вә башқа җайлардики пуқралар арисида йәнә қалаймиқанчилиқ чиқиштин әнсирәш күчәйгән иди.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.