Бо гуа гуа дадиси бо шиләйни ақлап баянат елан қилди
2012.10.01
У баянатида дадисиға қаритилған әйиблимә билән дадисиниң өзидә қалдурған тәсириниң бир-биригә қарши икәнликини билдүрди. У дадисиниң өз етиқадиға садиқ вә пидакар бир инсан икәнликини, өзигә ғайилик вә пидакар бир инсан болуш үчүн тәрбийә берип кәлгәнликини ейтти. У баянатиниң ахирида дадисиниң делосиниң нормал қануний тәртипләр бойичә елип берилишини тәләп қилди.
Хитайчә б б с ниң бүгүнки бу һәқтики хәвири вә униңға йезилған инкаслардин мәлум болушичә, бо гуагуаниң бу баянати бәзи көзәткүчиләр тәрипидин нормал пәрзәнтлик бурчи дәп қаралса, йәнә бәзи тор әзалириниң қаттиқ тәнқидигә учриди. Тәнқидлигүчиләр, бо гуагуаниңму әнглийилик содигәр нейл һейводгә қан қәрзи барлиқини, униң ата-анисиниң хиянәт қилған пулиға тайинип йәни хитай хәлқиниң қан-тәрини шорап яшап келиватқанлиқини оттуриға қоюшти.