Хитайда бир түркүм тор әзалири бо шиләйгә ян бесип очуқ хәт елан қилди
2012.10.22
Бирқанчә күндин бери бир қисим хитай торбәтлиридә тарқиливатқан бу хәткә бүгүнгә қәдәр 700 дин артуқ киши имза қойған.
Хәттә, бо шиләйниң партийидин қоғлап чиқирилиш вә вәзиписидин қалдурулуш қарариниң қанун вә интизам тәртиплиригә уйғун болмиғанлиқи, бо шиләйгә өзини ақлаш пурсити берилмигәнлики оттуриға қоюлған.
Хәттә мәзкур қарар “сиясий һессиятниң түрткисидә чиқирилған қанунийлиқи гуманлинарлиқ бир қарар” дәп тәнқидләнгән вә бо шиләйниң җазалинишиға сәвәб болған пакитларниң хәлққә ашкарилиниши тәләп қилинған.
Хәттә хитай қурултийи бу мәсилигә актип арилишишқа чақирилған. Бо шиләй өткән айда әнглийилик содигәр нейл һейвоодниң қәстләп өлтүрүлүш вәқәсигә четишлиқи барлиқи вә һоқуқини суйиистемал қилғанлиқи сәвәблик партийидин һәйдилиш җазасиға учриған. У йәнә чириклик вә хиянәтчилик биләнму әйибләнгән иди.
Бүгүн хитайчә б б с ниң бу һәқтики хәвиридә, мәзкур очуқ хәткә имза қойғанлар, бир түркүм тор әзалири дәп тилға елинған; ройтирисниң хәвиридә болса “солчи гуруппидики кишиләр” дәп йезилған. Мәлум болушичә, мәзкур хәт “қизил җуңго” намидики бир тор бәттә елан қилинған.