Нобел комитетиниң катипи бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати мурасиминиң тарихтики әң муһим мурасим болуп қалидиғанлиқини билдүрди
Лундистад франсийә ахбарат агентлиқиға, 2010 - йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати мукапат саһибиниң яки униң вәкилиниң мурасимға қатнишип, мукапатни тапшуруп алалмаслиқи сәвәбидин мушу 100 йиллиқ тарихта йүз бәргән алаһидә әһвалдур.
Бу әһвални бейҗиң даирилириниң мурәссәләшмәслик позитсийиси кәлтүрүп чиқарди дегән. У йәнә, бу нобел комитетиниң мушу 100 йиллиқ тарихтин буян чиқарған әң муһим қарарлириниң бири болуп қелиши мумкинликини билдүргән.
Гәрчә, хитай һөкүмити нобел комитетиниң қарарини шиддәтлик тәнқид қилған болсиму, лекин лундистад нобел комитети қарарини ақлап, мәзкур комитетниң әнәнисидә өктичи затларни мукапатлаш қаидиси барлиқини вә бу йиллиқ мукапатниң лю шавбоға берилишиниң бу әнәнигә пүтүнләй уйғун келидиғанлиқини илгири сүргән.
Нобел комитети бурун натсестлар германийиси вә сабиқ совет иттипақидики өктичи затларни мукапатлиған болуп, нобел комитети әйни чағда охшашла натсестлар германийиси вә совет иттипақиниң тәнқиди һәм тәһдитигә учриған, лекин бу нобел комитетини өзиниң қараридин яндуралмиған иди.
Бу қетим нобел комитети лю шавбони мукапатлап, хитай һөкүмитиниң тәһдитигә вә агаһландурушиға учриған. Лундистад нобел комитетиниң натсестлар германийиси, совет иттипақи, җәнубий африқа, берма, иран қатарлиқ дөләтләрниң бесимиға баш әгмигәнликини әскәртип, хитайға бу дөләтләрдин башқичирәк муамилә қилмайдиғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити явропа әллири вә японийә қатарлиқ дөләтләрдин мурасимни байқут қилишни тәләп қилған иди. Лекин, бу дөләтләр хитайниң тәлипини рәт қилип, мурасимға адәттикидәк қатнишидиғанлиқини билдүргән. Нөвәттә мукапатни лю шавбоға вакалитән кимниң тапшуруп алидиғанлиқи һазирғичә ениқ әмәс.
Хитай даирилири лю шавбониң аялини нәзәрбәнд қилған болуп, бәзи анализчиларниң илгири сүрүшичә, даириләр лю шавбониң икки инисиниңму чәтәлгә чиқишини чәклиши мумкин.