Буш америка пул - муамилә базирини қутқузуш пилани тәстиқлиниш алдида туруватқанлиқини билдүрди
Мухбиримиз әркин
2008.09.26
2008.09.26
Йиғинда, һөкүмәтниң 700 милярд доллар сәрп қилинидиған америка пул - муамилә базирини қутқузуш пиланини музакиригә қойған. Лекин тәрәпләр қутқузуш пиланида бирликкә келәлмигәндин кейин бу мәслә тәрәпләрниң җүмә күни йәнә музакирә қилишиға қалди.
Президент буш җүмә күни америка дөләт мәҗлисиниң қутқузуш пиланини тәстиқлайдиғанлиқини билдүрди. У, мәзкур пиланниң бәзи тәрәплири талаш - тартиш қозғиған болсиму, лекин көпчиликниң җиддий тәдбир қоллиниш мәсилисидә пикири бирдәк икәнликини әскәртти.
Әгәр дөләт мәҗлиси буш һөкүмитиниң мәзкур пиланини тәстиқлиса, бу америка тарихидики һөкүмәтниң чоң хусусй ширкәтләрни сетивелиш содиси болуп қалиду. Мәзкур пилан тоғрисидики талаш - тартишниң асаси негизи 700 милярд долларни хәҗләш усули болуп, дөләт мәҗлисидики бәзи демократлар бу пулни бирақла тәстиқлашқа қарши турмақта. Америка пул - муамилә ширкәтлирини қутқузушқа қарши турғучилар болса хусусй ширкәтләрниң йүкини америка авам хәлқи үстигә алмаслиқи керәк, дәп қаримақта.
Лекин дөләт мәҗлисидики көпчилик әзаларниң пикири буйичә, пул - муамилә кризисиға қарши җиддий тәдбир қоллиниш зөрүрдур. Президент буш пәйшәнбә күни елан қилған нутуқида америка хәлқи чоқум пул - муамилә базирини қутқузуш пиланини қоллап, пул - муамилә кризисиниң еғирлишип кетишиниң алдини елишни тәкитлиди. У, пүтүн иқтисадниң хәтәр астида туруватқанлиқини, әгәр җиддий тәдбир елинмиса еғир бәдәл төләшкә тоғра келидиғанлиқини агаһландурди.