Уйғур чалғу әсваблири америкида базарға селинған
Мухбиримиз җүмә
2012.12.05
2012.12.05
Тор бәткә берилгән еланларға қариғанда раваб $549.85 Баһа билән базарға селинған.
Қариғанда мәзкур чалғулар “хитай билән арилишиш” йәни http://www.interactchina.com Ширкити тәрипидин базарға селинған.
Бу тор бекитигә хитайдики көпинчә милләтләрниң қол һүнәр буюмлири қоюлған болуп, уйғурларниң тәмбүр, ғеҗәк вә хуштар қатарлиқ чалғулириму буларниң қатаридин орун алған.
Юқириқи тор бекитиниң хитай содигәрләр яки башқилар тәрипидин башқурулидиғанлиқи мәлум әмәс.
Әмма, уйғурларға аит мәдәнийәт буюмлириниң хәлқара тор базарлириға қоюлуши диққәтни чәкмәктә.