Чегра һалқиған аяллар һоқуқи тәшкилати хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити һәққидә б д т ға әрз йоллиди

Чегра һалқиған аяллар һоқуқи тәшкилати бирләшкән дөләтләр тәшкилати аяллар һоқуқи комитетини хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сияситигә диққәт қилишқа чақирди.
Мухбиримиз ирадә
2012.08.02

Тәшкилат әрзнамисидә, хитай һөкүмитиниң пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ террорлуқ қиливатқанлиқини билдүрүп “хитай һөкүмити пиланлиқ туғут сиясити арқилиқ нопусниң ешип кетишини контрол қиливатқандәк көрүнгән билән, әмәлийәттә улар бу арқилиқ җәмийәтни қамал қиливатиду. Пиланлиқ туғут сиясити хитай пуқралирини террор арқилиқ идарә қилишниң, террор арқилиқ өз коммунист һакимийитини қоғдап қелишниң васитиси қилип ишлитиливатиду” дәп көрсәткән.

Пиланлиқ туғут сиясити уйғур елидә әң қаттиқ иҗра қилиниватқан сиясәтләрниң бири, уйғур елидә бу сиясәткә қарши чиққучилар мәмурий җаза вә һәтта қамақ җазаси билән җазалиниду. Уйғурларниң миллий әнәнилиригә пүтүнләй хилап болған пиланлиқ туғут сияситиниң нурғун уйғур аяллириниң һәрхил роһий вә җисманий кесәлләргә гириптар болушиға сәвәб болғанлиқи илгири сүрүлмәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқ органлири хитай һөкүмитидин уйғурларға қаратқан мәҗбурий бала чүшүрүш сияситини тохтитишни тәләп қилип кәлгән болсиму, әксичә, даириләр бу сиясәтни 12-5 йиллиқ хизмәт пиланиға киргүзүп, техиму қаттиқ иҗра қилишқа башлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.