Чәтәл мәтбуатлири чен гуаңчең мәсилисиниң йәнә бир сәзгүр мәсилә икәнликини тәкитлимәктә
2012.05.01
Б б с агентлиқиниң 1-май күнидики хәвиридә чен гуаңчең вәқәсиниң 1989-йилдики фаң лиҗи вәқәсигә охшаш хитай һәм америка икки дөләт оттурисидики назук мәсилигә айлиниш еһтимали болғачқа, һәр икки дөләтниң бу мәсилини һәл қилишта еһтиятчан позитсийидә болуватқанлиқи илгири сүрүлди.
Ройтерс агентлиқи 1-май күнидики санида “чен гуаңчеңниң хитайда қелиши яки америкиға бериши қарар бериш тәс болған мәсилигә айланди” сәрләвһилик бир хәвәрни бәрди. Хәвәрдә “хитай һәм америка тәрәп дипломатлири чен гуаңчеңниң тәқдири һәққидики сөһбәтни давамлаштуруватиду. Ундин башқа чен гуаңчеңниң өзиму давамлиқ хитайда қелип яшаш яки америкиға кетиш қарарини елишта қийниливатиду” дейилди.
Чәтәлләрдики хитай демократлириму чен гуаңчеңниң хитайда қелиш яки америкиға келиш йолини таллишиға қарита охшимиған қарашлирини ипадилиди. 89-Йилдики оқуғучилар һәрикити актиплиридин сәй лин, чен гуаңчеңниң өз бихәтәрликини нәзәрдә тутса, чоқум америкиға келиши керәкликини тәшәббус қилса, әйни йиллиридики оқуғучилар һәрикитиниң йәнә бир актипи ваң дән чен гуаңчең хитайда қелиш йолини талливалса, әркинлик һәм кишилик һоқуқ күришидики ролини техиму яхши җари қилдуралайдиғанлиқини тәкитлиди. Америкидики пуқралар күчи тәшкилатиниң башлиқи яң җәнли әпәнди, хитайдин айрилиш қарариға кәлгән һәрқандақ бир кишилик һоқуқ актипи үчүн уруқ-туғқанлиридин, юртидин айрилишниң қарар бериш тәс болған қийин мәсилә икәнликини тәкитләп, ахирқи қарарни йәнила чен гуаңченниң өзиниң бериши керәкликини илгири сүрди.