Тәйвән сот мәһкимиси чен шүйбйәнни мәңгүлүк қамақ җазасиға һөкүм қилди
Мухбиримиз әркин
2009.09.11
2009.09.11
Игилишимизгә қариғанда, сот мәһкимиси чен шуйбйәнниң оғли вә келинини айрим - айрим икки йерим йил вә бир йил 8 ай қамақ җазасиға һөкүм қилған.
Чен шүйбйән вә униң җәмәти дөләт мәхпийәтлик пулиға хиянәт қилиш, пул ююш, аммиви қурулушларда йолсизлиқ қилиш қатарлиқ җинайәтләр билән әйибләнгән иди. Чен шүйбйән җуңхуа минго тарихида хиянәтчилик билән әйиблинип, өмүрлүк қамақ җазасиға һөкүм қилинған тунҗи президент болуп һесаблиниду. Лекин чен шүйбйәнниң һөкүмгә наразилиқ билдүрүп, юқири дәриҗилик сот мәһкимисигә әрз қилиш һоқуқи бар.
Тәйвәндики охшимиған сиясий партийә - гуруһлар чен шүйбйән үстидин чиқирилған қарарға охшимиған пикир вә инкасларда болди. Гоминдаң партийиси сотниң қарариға һөрмәт қилидиғанлиқини билдүрүп, делоға пикир баян қилишни рәт қилған.
Демократийә тәрәққият партийиси болса, чен шүйбйән үстидин чиқирилған қарар өч елишни мәқсәт қилған сиясий ғәрәзлик қарар дәп қарайдиғанлиқини, униңға берилгән җазасиниң еғир болуп кәткәнликини билдүргән.