Һоқуқ паалийәтчиси америкини кишилик һоқуқ мәсилисидә хитайға бесими ишлитишкә чақирди
2013.01.30
Чен гуаңчең бу сөзләрни сәйшәнбә күни америка дөләт мәҗлиси “том ләнтос кишилик һоқуқ мукапати” ни тапшурувелиш мурасимида қилди. 2012-Йиллиқ “том ләнтос кишилик һоқуқ мукапати” чен гуаңчеңға берилгән.
Мәзкур мукапат 2008-йили вапат болған америка дөләт мәҗлис әзаси том ләнтосниң намиға тәсис қилинған.
Уйғур кишилик һоқуқ һәрикити вә д у қ рәиси рабийә қадирни изчил күчлүк қоллап кәлгән том ләнтос, натсистлар германийсиниң йәһудий қирғинчилиқидин қутулуп қалған бирдин-бир америка дөләт мәҗлис әзаси.
Мурасимда чен гуаңчең: мән һәрбир кишиниң җүмлидин әрздарлар, кишилик һоқуқ хадимлири, аммиви гуруһлар, һөкүмәтләрниң бирлишип, болупму америка һөкүмитиниң кишилик һоқуқ мәсилисидә илгириләш һасил қилишқа түрткә болушини сәмимий үмид қилимән, деди.
Чен гуаңчең бултур бейҗиңдики америка әлчиханисиға қечип киривелип, хитайни интайин осал әһвалға чүшүрүп қойған. Хитай һөкүмити америка билән сөзлишип, униң америкиға чиқип кетишигә йол қоюшқа мәҗбур болған иди.